әрдоған әтә белгийәниң пайтәхти бирйусселда зийарәттә болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған әтә өткүзүлидиған шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселға бариду.

1656901
әрдоған әтә белгийәниң пайтәхти бирйусселда зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза дөләтләр рәһбәрлири билән өзара учришишларда болиду, америка президенти җо байдин, литванийә пирезиденти гитанас науседа, латвийә пирезиденти егилс левитс, германийә баш министири ангела меркел, әнгилийә баш министири борис җонсон, гиретсийә баш министири кирйакос мичотакис қатарлиқ рәһбәрләр билән айрим айрим учришиш өткүзиду.

әрдоғанниң йәнә, фирансийә пирезиденти еммануел макрон вә голландийә баш министири марк рутте биләнму көрүшиши пиланланмақта.

учришишита шималий атлантик әһди тәшкилатидики иттипақтин башқа йәнә, өзара мунасивәтләр вә район характерлиқ мәсилиләрниңму күн тәртипкә келиши мөлчәрләнмәктә.

әрдоған билән байдин оттурисидики учришиш, байден америка пирезидентлиқиға сайланғандин буйанқи икки рәһбәр оттурисида өткүзүлгән тунҗи учришиш һесаблиниду.

җумһур рәис әрдоған башчилиқидики түркийә һәйитиниң шималий атлантик әһди тәшкилати башлиқлар йиғинидики муһим күнтәртип маддиси, түркийәниң райондики өзгиришләргә мунасивәлик игилик һоқуқи вә бихәтәрлик сәзгүрлүкигә һөрмәт қилиш болиду. башлиқлар йиғинида, түркийәниң бу мәсилиләрдики қәтий ирадиси тәкитлиниду.

түркийәниң нато даирисидики мәҗбурийәтлирини толуқ орундап келиватқан әза дөләт икәнлики әскәртилиду, терорлуққа қарши күрәш вә инсанпәрвәрлик кризисиға үнүмлүк арилишиш қатарлиқ һәмкарлиқ тәклиплири тәкрар тәкитлиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر