әрдоған: маңқуртлардин қанчилик қутулалисақ, кәлгүсигә шунчилик ишәнч билән нәзәр салалаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «җуғрапийәмизни маңқуртлардин қанчилик қутулдуралисақ, кәлгүсигә шунчилик ишәнч билән нәзәр салалаймиз» деди.

1655624
әрдоған: маңқуртлардин қанчилик қутулалисақ, кәлгүсигә шунчилик ишәнч билән нәзәр салалаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған билән қирғизистан җумһурийити пирезиденти садир җапаров бәштәпә хәлқ қурултай вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән 4- қетимлиқ чиңгиз айтматоф хәлқара иссиқ көл мунбири йиғининиң йепилиш пирограммисиға қатнашти.

әрдоған йиғиндики сөзидә, йилтизи наһайити қәдимки чағларға тутишидиған қирғизларниң дунйа әдәбийатиға қошқан тәңдашсиз икки өзгичә гөһири барлиқини байан қилип: «буларниң биринчиси, дунйаниң әң узун текисти болуш алаһидиликигә игә манас дастани вә дастанниң қәһримани манастур. иккинчи гөһәр болса, чиңгиз айтматофтур. мәрһум айтматоф әсәрлири арқилиқ дунйа әдәбийатиниң йазғучилири арисидики орнини алған болса, қилған башқа хизмәтлири арқилиқ қирғизистанниң заманимиздики миллий қәһриманиға айланди. айтматофни пүткүл дунйаниң, әлвәттә алди билән өзимизниң әң муһим ортақ байлиқи дәп қараймиз» деди.

көп тәрәплимиликкә игә пикир, әдәбийат вә дипломатийә әрбаби болған айтматофниң һәм дунйа әдәбийати һәмдә сийасий тарихқа қошқан кишини һәйран қалдуридиған уқумлириниң бириниң «маңқуртлуқ» икәнликини байан қилған әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «инсанниң өзи, аилиси, җәмийити, миллити, тарихи, мәдәнийити, қисқиси илгири игә вә мәнсуп болған барлиқ нәрсиләрдин йатлишиши, һәтта улар билән дүшмәнлишиши дегән уқумни ипадиләйдиған <маңқурт>, әслидә қуллуқ демәктур. биз униң <әсиргә тәңдаш бир күн> намлиқ романида ишләткән <маңқурт> уқумини вә буни ипадиләш үчүн байан қилған вәқәни бизму һәр қетим уни сеғиниш ичидә әслигән һалда ишлитип кәлмәктимиз. җуғрапийәмизни маңқуртлардин қанчилик қутулдуралисақ, кәлгүсигә шунчилик ишәнч билән нәзәр салалайдиғанлимизға , нишанлиримизға тезла йеқинлишалайдиғанлиқимизға ишинимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر