әрдоған-байдин учришишиға диққәтләр мәркәзләшмәктә

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти җо байдинниң көрүшүши йеқинлишиватқан бир вақитта, америка таратқулири байдинни агаһландурди.

1655346
әрдоған-байдин учришишиға диққәтләр мәркәзләшмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: «National Interest» журнилиниң тор бетидә әрдоған-байдин көрүшүши тоғрисида бир мақалә елан қилинди.

мақалидә, «байдин америка-түркийә мунасивәтлирини диққәт билән давамлаштуруши керәк» дейилди.

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти җо байдин 14-ийун (2021) белгийә пайтәити бирйусселда ечилидиған нато алий рәһбәрләр йиғинида көрүшиду. көрүшүшкә бир қанчә күн қалғанда, мәркизий вашингтонға җайлашқан әқил амбири «National Interest»  журнилиниң бир мақалиси диққәт қозғиди.

«түркийә билән кәң даирилик дипломатик истратегийә тәрәққий қилдурушниң йәттә йоли» темиси астидики мақалидә, көрүшүшниң йеқинқи мәзгилләрдә зийанға учриған мунасивәтләрни түзүтүш үчүн пурсәт икәнлики қәйт қилинди вә «байдин америка-түркийә мунасивәтлирини диққәт билән давамлаштуруши керәк» дегән сигнал берилди.

мақалидә, п к к|й п г террорлуқиму тилға елинди вә «америка нато дөлити болған түркийәгә й п г террорлуқи мәсилисидики әндишәлири үчүн очуқ җаваб беришкә қәрздар» дейилди. байдинниң бу мәсилидә җәсурлуқ билән басидиған қәдиминиң икки дөләт мунасивәтлирини муһим дәриҗидә йахшилайдиғанлиқини алаһидә әскәртилди.

мақалидә, «S-400» башқурулидиған бомба қалқан системилири мәсилисиниң һәл қилиниши керәкликиму алаһидә тәкитләнди. американиң түркийәгә «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомбилирини сетип бериш йолини сунуши вә түркийәни «F-35» айропилани пирограммисиға киргүзүшниң, буниңға пайдилиқ икәнлики билдүрүлди.

б д т мутәхәссислиридин тәшкилләнгән бир комитетниң шәрқий ақдеңиз мәсилисини битәрәп һалда музакирә қилишиниң, мунасивәтләргә иҗабий тәсир көрситидиғанлиқи әскәртилди.

мақалидә йәнә, байдин һөкүмитиниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати үстидин әрз сунған түркийә пуқралириниң, америка сотлириғиму әрз қилишини тәшәббус қилиши керәклики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر