әрдоған қирғизистан пирезиденти җаппаровни 21 пай топ оқи етилған мурасим билән күтүвалди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң қирғизистанға болған һәр түрлүк қоллишини давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1654980
әрдоған қирғизистан пирезиденти җаппаровни 21 пай топ оқи етилған мурасим билән күтүвалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қирғизистан пирезиденти садир җаппаровни рәсмий мурасим билән күтүвалди.

рәҗәп таййип әрдоған билән садир җаппаров мурасимда өз орунлириға келиши билән, икки дөләтниң истиқлал маршлири оқулди, 21 пай топ оқи етилди.

мурасимда, тарихта қурулған 16 түрк дөлитигә вәкиллик қилидиған байрақлар вә әскәрләрму иди.

мурасимға, түркийә тәрәптин муавин җумһур рәис фуат октай, ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, малийә министири лүтфи әлван, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нуриәрсой, сода министири мәһмәт муш, җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун вә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин қатарлиқлар қатнашти.

қирғизистан тәрәптин, садир җаппаровға йуқири дәриҗилик министирлар вә һәрбий мәсуллар һәмраһ болди.

әрдоған билән җаппаровниң айрим көрүшүши вә һәйәтләр ара көрүшүшләрдин кейин, икки рәһбәр бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған: «һөрмәтлик қирғизистан пирезидентиға, түркийәниң қирғиз хәлқи вә дөлитигә болған қоллишини йәнә бир қетим тәкитлидуқ. 11-апрел (2021) өткүзүлгән асасий қанун реферандуми бурулуш нуқтиси болди. қирғиз хәлқи бу реферандум билән пирезидентлиқ түзүмини таллиди. йеңи түзүмниң хәйрилик болушини үмид қилимән. қирғизистанниң йеңи имканийәтләрниң түрткиси билән илгириләйдиғанлиқиға ишинимән. түркийә тәҗрибилирини ортақлишишни вә қирғизистанға болған һәр түрлүк қоллишини давамлаштуриду» деди.

у көрүшүштә, түркийә билән қирғизистан оттурисидики сода мудасивәтлирини тәпсилий көздин кәчүргәнликлирини билдүрүп: «507 милйон доллар сәвийәсидики сода омумий һәҗимидә, вухән вируси(Kovid-19)  мәзгилигә қаримастин чоң төвәнләш көрүлмиди. демәк, йошурун күчимизниң йуқири икәнлики наһайити ениқ. 1 милйард долларлиқ сода омумий һәҗимигә йетиш үчүн техиму ғәйрәт қилимиз. елинған қарарлар вә қисқа вақит илгири имзаланған келишимләр билән, истратегийәлик шериклик мунасивитимизниң әһди асасини күчәйттуқ. йуқири сәвийәлик истратегийәлик һәмкарлиқ кеңиши тоғрисида, ортақ хитабнамимизда басидиған қәдәмләргә мунасивәтлик пилан-лайиһәлиримизни бәлгилидуқ. өзара селинмиларни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә қиммәтлик қериндишим билән охшаш һессийатни ортақлишиштин өзәмни мәмнунлуқ һес қилимән. түркийә-қирғизистан оттурисидики айропилан сәпәрлири көпәйтилиду. буниң билән, бу бериш-келишләр техиму қойуқлишиду вә техиму пәрқлиқ һалға келиду» деди.

у көрүшүшләрдә, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини өз ичигә алған террорлуққа қарши күрәштин вә районлуқ һәмкарлиққичә барлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини әскәртти.

у фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң һәр икки дөләт үчүн миллий хәвпсизлик тәһдити пәйда қилидиғанлиқи мәсилисидә җаппаров билән охшаш пикиргә игә икәнликлирини вә мүрини-мүригә тирәп, бу тәһдит үстидин бирликтә ғәлибә қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

қирғизистан пирезиденти садир җаппаров қирғизистанниң, түркийәниң хәлқаралиқ сәһниләрдә әһмийитиниң ешиватқанлиқидин мәмнун икәнликини билдүрди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر