чавушоғлу булғарийә әркинликләр партийәси рәһбирини қобул қилди

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу булғарийә хәлқ вә әркинликләр һәрикити партийәси рәһбири мустафа қарадайини қобул қилди.

1651848
чавушоғлу булғарийә әркинликләр партийәси рәһбирини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, әзалириниң көпинчиси түркләрдин тәшкил тапқан  булғарийә хәлқ вә әркинликләр һәрикити партийәси рәһбири мустафа қарадайи билән ташқи ишлар министирлиқида ишқа ашурулған учришиш һәққидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «дост вә қериндаш дөләт булғарийә хәлқ вә әркинликләр һәрикити партийәси рәһбири мустафа қарадайи вә униң һәмраһлиқдики һәйәт билән көрүштуқ. түркийә билән булғарийә оттурисидики достлуқ көврүки болған қериндашлиримизниң һәрдаим йенидимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر