битлиста «күлрәң тизимлик» тики бир террорчи бир тәрәп қилинди

битлиста бир тәрәп қилинған 3 террорчидин бириниң «күлрәң тизимлик категорийәсидики террорчилар» даирисидә тутуш буйруқи чиқирилған «әриш гарзан» тәхәллуслуқ һекмәт гәзиҗи икәнлики билдүрүлди.

1651647
битлиста «күлрәң тизимлик» тики бир террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, «әрән – 11» һәрбий һәрикити даирисидә, битлис – татван йезисида ениқлап чиқилған террорчиларға қарши, вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ алаһидә қисимлар вә алаһидә әтрәтләр тәрипидин һәрбий һәрикәт башланған.

байанатта тәкитлинишичә, түнүгүн ишқа ашурулған һәрбий һәрикәт давамида бир тәрәп қилинған 3 террорчидин бириниң, «күлрәң тизимлик категорийәсидики террорчилар» даирисидә тутуш буйруқи чиқирилған, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш гарзан өлкиси татван – һизан ишлири мәсули «әриш гарзан» тәхәллуслуқ һекмәт гәзиҗи икәнлики ениқлап чиқилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر