хәлқара сақчи тәшкилати омумий кеңиши йиғини истанбулда чақирилиду

түркийә хәлқара сақчи тәшкилати (INTERPOL) ниң бу йиллиқ (2021) омумий кеңәш йиғиниға саһибханлиқ қилиду.

1650995
хәлқара сақчи тәшкилати омумий кеңиши йиғини истанбулда чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин ташқи ишлар министири йавуз сәлим киран: «хәлқара сақчи тәшкилатиниң 89-қетимлиқ омумий кеңәш йиғиниға саһибханлиқ қилип, тәшкилат билән болған мунасивәтлиримизни иҗабий қараш билән давамлаштуруш ирадимизни йәнә бир қетим испатлиған болимиз» деди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламент) ташқи ишлар комитетиниң түнүгүн (2021-йили 2-ийун) ки йиғинида, түркийә билән хәлқара сақчи тәшкилати оттурисида 2021-йили истанбулда өткүзүлидиған 89-қетимлиқ омумий кеңәш йиғини вә иҗраийә комитети йиғинлири үчүн түзүлгән келишим тәстиқланди.

муавин ташқи ишлар министири йавуз сәлим киран мәҗлисниң ташқи ишлар комитетиға мәлумат берип, түркийәниң 194 әзаси болған хәлқара сақчи тәшкилатиниң қурғучилиридин бири икәнликини, барлиқ дөләтләрниң йуқири дәриҗилик сақчи вәкиллири иштирак қилидиған омумий кеңәшниң, тәшкилатниң йуқири дәриҗилик оргини икәнликини билдүрди.

у хәлқара сақчи тәшкилати омумий кеңәш йиғининиң йилда бир қетим ечилидиғанлиқини, хәлқаралиқ җинайәтләргә қарши үнүмлүк күрәш қилиш үчүн елинидиған тәдбирләрниң музакирә қилинидиғанлиқини, қарар қилинидиғанлиқини вә йеңи метод вә техникиларға қарап чиқилидиғанлиқини әскәртип, түркийәниң буниңдин бурун икки қетим омумий кеңәш йиғиниға саһибханлиқ қилғанлиқини байан қилди.

у түркийәниң 2021-йили өткүзүлидиған омумий кеңәш вә иҗраийә комитети йиғиниға саһибханлиқ қилишқа намзат болғанлиқини вә буниң қобул қилинғанлиқини билдүрүп, 89-қетимлиқ омумий кеңәш йиғининиң 20-25-нойабир күнлири истанбулда ечилидиғанлиқини әскәртти.

у бу даиридә, хәлқара сақчи тәшкилатиниң омумий кеңәштин қалсила йәнә йуқири дәриҗилик оргини болған иҗраийә комитети йиғининиңму ечилидиғанлиқини қәйт қилди.

у түркийәниң хәлара сақчи тәшкилати ичидә үнүмлүк рол ойнап, җинайәткә қарши күрәштә башламчилиқ қиливатқанлиқини, буниң әза дөләтләрниң түркийәниң омумий кеңәш йиғиниға саһибханлиқ қилишини таллашқа муһим тәсирләрни көрсәткәнликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر