һаккарида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә армийәси, һаккариниң йүксәкова наһийәсидики йол бойлирида мина тәкшүрүш қисимлириға иран тәвәликидин қилинған ракета һуҗумиға қарита қайтурма һәрикәт қолланди.

1650084
һаккарида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси, һаккариниң йүксәкова наһийәсидики йол бойлирида мина тәкшүрүш қисимлириға иран тәвәликидин қилинған ракета һуҗумиға қарита қайтурма һәрикәт қоллинип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси үч террорчини бир тәрәп қилди.

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип: «һаккари йүксәковадики бетон там селиш қурулушиға қатнишиватқан ширкәтләрниң бихәтәрликини капаләтләндүрүш үчүн йол тәкшүрүши елип бериватқан түркийә мина тазилаш қисимлиримизға иран тәвәликидин ракета етилди, қайтурма һуҗум нәтиҗисидә п к к әзаси үч террорчи бир тәрәп қилинди. қисимлиримиз һечқандақ талапәткә учримиди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر