түркийә – әзәрбәйҗан йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғини бакуда чақирилиду

түркийә – әзәрбәйҗан 13 - нөвәтлик йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғини 3 – ийунда әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакуда өткүзүлиду.

1648888
түркийә – әзәрбәйҗан йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғини бакуда чақирилиду

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, йиғинда әзәрбәйҗан билән түркийә оттурисидики бихәтәрлик, һәрбий, һәрбий -  техника, һәрбий тебабәт, һәрбий тәлим - тәрбийә, һәрбий санаәт вә башқа саһәләрдики икки тәрәп һәмкарлиқиниң нөвәттики әһвалиниң көздин кәчүрүлидиғанлиқини уқтурди.

байанатта, 3 -  ийунда чақирилидиған әзәрбәйҗан – түркийә 13 – нөвәтлик йуқири дәриҗилик һәрбий сөһбәт йиғинида, икки дөләт әмәлдарлириниң һәрбий вә мудапиә саһәсини гүлләндүрүш вә паалийәт саһәлири тоғрисидиму пикир алмаштурулидиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر