шималий ирақта бәш террорчи уҗуқтурулди

ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси бәш террорчи бир тәрәп қилинди.

1648965
шималий ирақта бәш террорчи уҗуқтурулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адресида байанат елан қилип: «қайси камарға киривалса киривалсун, уларни издәп тепип йоқитимиз! түркийә армийәси билән миллий истихбарат тәшкилатиниң өзара маслишип һәрикәт қилиши нәтиҗисидә ирақниң шималидики гара районида орни ениқланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси бәш террорчи һавадин зәрбә бериш һәрикити арқилиқ бир тәрәп қилинди.» дегәнләрни қәйт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر