ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималида давамлишиватқан «пәнҗә – чақмақ» вә «пәнҗә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 11 террорчи бир тәрәп қилинди.

1646795
ирақниң шималида нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ирақниң шималида <пәнҗә – чақмақ>  һәрбий һәрикити давамида 10, <пәнҗә – гүлдүрмама> һәрбий һәрикити районида 1 болуп, җәмий бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 11 террорчи, қуруқлуқтин йардәм бериш васитисилиримиз вә алаһидә әтрәтлиримизниң мувәппәқийәтлик мудахилиси нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر