түркийәдә 2020-йилда 1 милйон 112 миң 859 бовақ туғулди

түркийә истатистика идариси түркийәниң 2020-йиллиқ туғут истатистика рәқәмлирини елан қилди.

1641395
түркийәдә 2020-йилда 1 милйон 112 миң 859 бовақ туғулди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика идариси түркийәдә 2020-йили 1милйон 112 миң 859 бовақниң туғулғанлиқини елан қилди. мәлуматқа асасланғанда, бовақларниң %51.3 и оғул, %48.7 и қиз болуп, түркийәниң оттуричә туғут сүрити йавропа иттипақиға әза 27 дөләтниң оттуричә туғут нисбитидин йуқири икән.

туғут тәртипи тәкшүрүлгәндә, 2020-йилда туғутларниң %36.9 ниң биринчи туғут, %31.7 ниң иккинчи, %17.9 ниң үчинчи, %12.6 ниң төтинчи вә униңдин йуқири туғут икәнлики оттуриға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر