түркийәдә бүгүн 242 йуқумланғучи қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 242киши җенидин айрилди.

1639575
түркийәдә бүгүн 242 йуқумланғучи қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: бүгүн түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 242киши җенидин айрилди. буниң билән, вухән вируси сәвәбидин җенидин айрилғанларниң омумий сани 44 миң 301гә йәтти.

бүгүн бир күндә саламәтлики тәкшүрүлгән 203миң 73адәмниң 1 миң 102нәпиридә йуқум байқалди.

күндилик йуқумланғучилар омумий сани 11миң 394кә йәтти.

саламәтлики әслигә келип балнисттин чиққан 37миң261адәмни қошқанда җәмий саламәтлики йахшиланғанлар сани 4 милйон 894миң 24кә йәтти.


خەتكۈچ: #ваба , #вирус

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر