нато маневириға қатнишидиған түркийә қисми руменийәгә қарап һәрикәт қилди

натониң «2021-мустәһкәм қоғдиғучи» (Steadfast Defender 2021) намлиқ маневириға қатнишидиған 66-машинишлашқан пийадә биригадисиниң қоманданлиқидики һәрбий қисим вә аптомобиллар руменийәгә қарап һәрикәт қилди.

1637197
нато маневириға қатнишидиған түркийә қисми руменийәгә қарап һәрикәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: нато, америка вә тинчлиқ үчүн шериклик дөләтлири оттурисида урушқа тәййар болуш, бирликтә хизмәт қилш механизмлирини орнитиш үчүн пиланланған, 15 нато дөлити қатнишидиған «2021-мустәһкәм қоғдиғучи» маневири һәмдә буниңға маслаштурулған 26 дөләттин 30 миңдин артуқ әскәр қатнишидиған «2021-йавропа қоғдиғучи» маневирида вәзипә өтәйдиған әскәрләр тәкиртағдин йолға чиқти.

чорлуға орунлашқан 66-машинишлашқан пийадә биригадиси қоманданлиқидин маневирға қатнишидиған қисимдики 1356 әскәр, 214 һәрбий аптомобил вә башқа һәр хил һәрбий әслиһәләр билән руменийәгә қарап һәрикәт қилди.

булғарийәдин руменийәгә баридиған 66-машинилашқан пийадә биригадиси қомандилиқидики һәрбий қисим җинҗу (Cincu) шәһиридә маневирға қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر