әрдоған ваксина вә мисир тоғрисида муһим байанатларни елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «мисир хәлқи билән тарихтин кәлгән иттипақлиқни қайтидин инша қилишқа ғәйрәт қиливатимиз» деди.

1636071
әрдоған ваксина вә мисир тоғрисида муһим байанатларни елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида байанат елан қилип: «мисир хәлқигә тутқан позитсийәмиз интайин иҗабий. мисир хәлқи билән түркийә хәлқиниң тарихқа тайанған бирликтә болуш кәчмиши бар. биз мисир хәлқи билән дүшмән қериндашлар әмәс, бәлки дост болуш сүпитидә, бу иттипақлиқни қайтидин инша қилишқа вә давамлаштурушқа ғәйрәт қиливатимиз» деди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қаһирәдә муавин ташқи ишлар министири сәдат өнал билән мисирниң муавин ташқи ишлар министири һәмди санад лоза башчилиқидики һәйәтләр оттурисида, икки күн давамлашқан түркийә-мисир учришишлири үстидә тохталди.

у: «йеңи мусапә башланди вә бу мусапини кеңәйткән һалда давамлаштуримиз» деди.

у вухән вируси (Kovid-19) ваксиналириға мунасивәтлик патент һоқуқи тоғрисида: «билим пүткүл инсанийәткә тәәллуқ. билимда қизғанчуқлуқ қилишқа болмайду. болупму, инсанийәтниң саламәтликигә мунасивәтлик мәсилиләрдә, ‹ваксинани биз ишләпчиқардуқ, башқиларға бәрмәймиз› дегән қараш хата қараш» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر