түркийә һава тәвәликидин әң көп айропилан учуп өткән

мушу йил (2021) ниң дәсләпки төт ейида, түркийә һава тәвәликидин 27 секунтта бир айропилан учуп өтти.

1635954
түркийә һава тәвәликидин әң көп айропилан учуп өткән

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә қатнаш министири адил караисмаилоғлу пүткүл дунйада вухән вируси(Kovid-19)  сәвәбидин айропилан сәпәрлиригә чәклимиләр қойулған болсиму, мушу йилниң дәсләпки төт айлиқ мәзгилидә түркийә һава тәвәликидин оттуричә һесаб билән 27 секунтта бир айропиланниң учуп өткәнликини билдүрди.

министир караисмаилоғлу анадолу агентлиқиға байанат берип, өткән йили (2020) ниң бешидин тартип пүткүл дунйаға тәсир көрсәткән вухән вируси сәвәбидин айропилан сәпәрлиригә бәзи чәклимиләрниң қойулғанлиқини, әмма мушу йилниң дәсләпки төт ейида транзит учушларни өз ичигә алған һалда ички линйәләрдә 185 миң 156 айропилан сәпири, чәт әл линйәсидә 84 миң 201 айропилан сәпириниң әмәлгә ашқанлиқини қәйт қилди.

у: «бу йилниң алдинқи төт ейида түркийә һава тәвәликидин җәмий 385 миң 40 айропилан учуп өтти. мундақчә ейтқанда, түркийә һава тәвәликидин 27 секунтта бир айропилан учуп өтти. ваба сәвәбидин пүткүл дунйада йолучилар сани азайған болсиму, йолға қойған тәдбирлиримиз сайисида йолучилиримиз авийатсийә бихәтәрлики астида сәпәрлирини давамлаштуруватиду. җумһурийәт тарихидики әң бүйүк селинмилардин бири болған истанбул айродуруми дунйадики нурғун чоң айродурумларни арқида қалдуруп, йолучи, айропилан вә йүк тошушта йавропа биринчиси болушни әмәлгә ашурди. башқа айродурумлиримизму ваба мәзгилидә муһим синақлардин өтти. бу җәһәттә, дөлитимиз йавропада алдинқи орунда туридиған һава қатниши контрол мәркәзлирини арқида қалдуруп, һава қатниши башқурушида биринчи болди вә бу мувәппәқийәтлирини давамлаштуруватиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر