әрдоған путин билән спутник ваксинаси мәсилилирини музакирә қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путин телефонда көрүшти.

1634722
әрдоған путин билән спутник ваксинаси мәсилилирини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң телефонда көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта билдүрүлишичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «V спутник» ваксинасини русийәдин түркийәгә әвәтиш ишлириниң келишим бойичә әмәлгә ешишини күтидиғанлиқлирини билдүргән.

у йәнә, икки дөләтниң нурғун саһәдә орнитилған һәмкарлиқларға, ваксина ишләпчиқиришниң қошулғанлиқидин мәмнун болғанлиқини әскәрткән.

у сүрийәдә узун муддәтлик муқимлиқни әмәлгә ашурушта, түркийә-русийә һәмкарлиқиниң муһим икәнликини, үстүн қарабағдиму районлуқ нормаллишиш вә муқимлиқ мусаписидин йахши пайдилиниш керәкликини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر