түркийәдә апрел ейидила 49 и даеш әзаси, җәмий 115 террорчи уҗуқтурулди
ички ишлар министирлиқи байанатчиси исмаил чатакли апрелда 8 нәпәр аталмиш йуқири дәриҗилик терорчини қошқанда, җәмий 115 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилди.
түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министирлиқи байанатчиси исмаил чатакли, «айлиқ ахбарат елан қилиш йиғини» да, ички бихәтәрлик һәрикәтлири даирисидә йеза -қишлақларда, 2021-йили апрелда, 9 и чоң, 34 и оттура типтики һәрикәтләр болуп, җәмий 9341 қетим һәрикәт елип берилғанлиқини, буниңдин башқа йәнә террорлуқ тәшкилатиниң шәһәрләрдики мәхпий қурулма мәркәзлиригә вә һәмкарлашқучилириға қарита 1418 һәрикәт елип берилғанлиқини билдүрди.
исмаил чатакли: «апрелда 8 нәпәр аталмиш йуқири дәриҗилик терорчини қошқанда, җәмий 115 террорчи уҗуқтурулди. 16 өлүк, 2 си йаридар, 72 си сақ вә 25 и тәслим болған һаләттә қолға чүшүрүлди. уҗуқтурулғанлардин 66 си п к к / к җ к әзаси, 49 и даеш әзаси терорчилардур. буниңдин башқа йәнә, терорлуқ тәшкилатлириға йардәм бәргән вә сақлиған 2527 гумандар назарәткә елинди. булардин 448 киши қолға елинип түрмигә йолланди»деди.