әрдоған: җәнубий қибрис һечқачан сәмимий позитсийәдә болмиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған җәнубий қибрис рум һакимийитиниң һечқачан сәмимий позитсийәдә болмиғанлиқини ейтти.

1631549
әрдоған: җәнубий қибрис һечқачан сәмимий позитсийәдә болмиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулда шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридики қибрис сөһбәтлири һәққидә бәргән байанатида, мундақ деди: «җәнубий қибрис рум һакимийитигә ишәнмәймән, чүнки улар һечқачан сәмимий позитсийәдә болмиди. әмди сөһбәтләр йәнә 2 – 3 ай кейинки вақитқа кечиктүрүлди, мән йәнә нәтиҗә һасил қилиналишиға ишәнмәймән, чүнки улар сәмимий әмәс, улар һәмишә йалған ейтти, бизни алдиди, һәтта реферандумғиму һөрмәт қилмиди, әмдиликтә йәнә охшаш позитсийәдә болуватиду, улар сәмимий позитсийәдә болған һаман, биздинму сәмимий позитсийә көриду, улар сәмимий позитсийәдә болмиған тәқдирдә, бирдәклик һасил қилалмаймиз.»

түркийәдики «ковид – 19» йуқумиға қарши ваксина әмләш басқучи тоғрилиқму тохталған җумһур рәис әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «ваксина сетивелишта бирәр қийинчилиққа дуч келидиғанлиқимизни қобул қилмаймән, қолимизда йетәрлик миқдарда ваксина бар, русийә билән елип барған сөһбәтләр нәтиҗисидә, худайим буйруса, Sputnik V  ваксинисиму дөлитимизгә чоқум йетип келиду.»

Biontech  ваксиниси сетивелиш тоғрилиқму тохталған әрдоған, мундақ деди: «германийәниң Biontech  ваксиниси сетип бериш тоғрулуқ бизгә бәргән вәдиси бар, худайим буйруса, Biontech  ваксинисиму дөлитимизгә келиду.»

җумһур рәис әрдоған, йәрлик ваксина тәтқиқ қилип йасаш паалийәтлири тоғрулуқ тохтилип мундақ деди: ««мән буниң пәвқуладдә әһвал болидиғанлиқиға ишинимән. нөвәттә университетлиримиз вә бир қисим дора ширкәтлиримиз, йәрлик ваксина тәтқиқ қилип йасаш хизмитини чиң тутуп ишләватиду, уларниң маңа бәргән вәдисигә асасән шуни кесип ейталаймәнки, уларниң сентәбир – өктәбир айлирида ваксина ишләпчиқиришқа башлишиға ишинимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر