чавушоғлу афғанистан ташқи ишлар министиридин һал сориди
дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, ковид – 19 йуқуми давалиниши ахирлашқан афғанистан ташқи ишлар министири һаниф атмардин иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ һал сориди.
1631243
түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу твиттердики адресида учур һәмбәһриләп: «қериндишим, сәллимаза сақайғанлиқиң үчүн сөйүндүм. йеқинида көрүшүп, хәлқимиз вә районимиз үчүн муһим болған мәсилиләр тоғрисида сөзлишишни үмид қилимән» дегәнләрни қәйт қилди.
атмар, ковид – 19 йуқумидин қутулғанлиқини, тәкшүрүш нәтиҗисиниң мәнпий чиққанлиқини уқтурған, өзини давалиған түрк дохтурлар вә сәһийә хадимлириға миннәтдарлиқ билдүргәниди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
ирақ вә сүрийәдә 75 террорчи бир тәрәп қилинди
ирақ вә сүрийәниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилмәктә.