чанаққәләдә нурғун чәт әллик көчмән қутқузувелинди

чанаққәлә деңиз тәвәликидә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин қайтуруветилгән 18 көчмән қутқузувелинди.

1625253
чанаққәләдә нурғун чәт әллик көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири, айваҗик наһийәси деңиз тәвәликидики бир кемидә бир түркүм чәт әлликләрниң барлиқи тоғрисида учур тапшуруп елип, дәрһал һәрикәткә өтти.

кемә билән нәқ мәйданға йетип барған қутқузуш әтрити, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған  18 көчмәнни қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

мәзкур кишиләр қануний рәсмийәтләрдин кейин айваҗик чәт әлликләрни қайтуруп бериш мәркизигә өткүзүп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر