түркийә йүздин артуқ панаһланғучини қутқузувалди
измир вә чанаққәлә деңиз тәвәликлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 113 панаһланғучи қутқузулуп қуруқлуққа чиқирилди.
1624511
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи, измирниң сәфәрһисар наһийәси деңиз тәвәликидики икки қолвақта бир түркүм панаһланғучиларниң барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуриға асасән, районға қутқузуш әтрити әвәтип, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә тәрәпкә қайтишқа мәҗбурланғанлиқи ениқланған 59 панаһланғучини қутқузди.