шималий ирақта нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики мәтина районида елип берилған һава һуҗуми давамида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 9 террорчи бир тәрәп қилинди.

1623971
шималий ирақта нурғун террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатта мундақ дейилди: « террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни давамлаштуруватимиз, ирақниң шималидики мәтина районида, чарлаш вә көзитиш васитилири арқилиқ ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуби 9 террорчи, һава армийәмизниң мувәппәқийәтлик һава һуҗуми нәтиҗисидә бир тәрәп қилинди. террорчиларға қарши һәрбий һәрикәтлиримиз қәтий ирадә билән изчил давамлишиду.»

йәнә бир тәрәптин,  битлис вилайитиниң татван наһийәсидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ға қаритилған һәрбий һәрикәт давамида, бир искилаттин 500 гирам TNT  қелипи вә турмуш буйумлири қолға чүшүрүлди.

валий мәһкимисиниң билдүрүшичә, татван җумһурийәт баш тәптиш мәһкимисиниң йолйоруқиға асасән, дәлил – испат характерлик материйаллар мудапиә астиға елинған, башқа материйаллар болса өз җайда бир тәрәп қилинған, искилат йәр билән йәксан қиливетилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر