канада турушлуқ  түркләр араканлиқ мусулманларға йардәм қилди

канаданиң һәр қайси шәһәрлиридә йашайдиған түркләр фитрә топлаш арқилиқ араканлиқ мусулманлар турушлуқ баңладешниң кокс базири районидики панаһланғучилар лагерлирида ифтарлиқ посолка тарқитип бәрди.

1623414
канада турушлуқ  түркләр араканлиқ мусулманларға йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи ишханиси аданада турушлуқ инфақ җәмийитиниң канада вәкили чәнгиз кочак өзлириниң иҗтимаий алақә торида елан қилған байанатлири арқилиқ сәпәрвәрлик башлиғанлиқини вә рамизан башланғандин буйан 2 миңдин артуқ ифтар посолкиси тарқитилғанлиқини ейтти.

канаданиң монтреал шәһиридә йашайдиған чәнгиз кочак иҗтимаий алақә торида байанат елан қилғандин кейин, торонто, хамилтон вә ванковер қатарлиқ шәһәрләрдә турушлуқ түркләрниңму фитрилирини араканлиқларға әвәткәнликини билдүрди.

араканда милләтчи буддистларниң зораванлиқи вә қирғинчилиқиниң ешишишға әгишип, аракан мусулманлири қошна дөләтләрдә панаһлинишқа мәҗбур болған иди.

2017-йили авғуст ейидин кейин, аракандики зулум вә зийанкәшликтин қечип, баңладешта панаһланғанларниң сани 900 миңға йәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر