чавушоғлу барзани билән телефонлашти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу ирақ корд районлуқ һөкүмитиниң баш министири мәсрур барзани билән телефонда көрүшти.

1621620
чавушоғлу барзани билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, түнүгүн ишқа ашурулған телефон сөһбитидә, барзани чавушоғлуға, әрбил вә башикада йүз бәргән һуҗумлар һәққидә мәлумат берип, тәзийә тиләклирини билдүргән.

чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, мундақ деди: «ирақниң шималидики башика һәрбий базиси районида йүз бәргән хаинларчә һуҗумда шеһит болған қәһриман әскәрлиримизгә аллаһ тааладин рәһмәт тиләймән, уларниң аилә тавабиатлириға, сәпдашлириға вә әзиз хәлқимизгә тәзийә билдүримән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر