әминә әрдоған умман султаниниң рәпиқисигә мәктуп әвәтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған умман султани һәйсәм бин тариқниң рәпиқисигә мәктуп әвәтти.

1619337
әминә әрдоған умман султаниниң рәпиқисигә мәктуп әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң мусқатта турушлуқ баш әлчиси айшә сөзән услуәр җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоғанниң мәктубини, умман султани һәйсәм бин тариқ бин тәймур алсәидниң рәпиқиси сәййидә әхәд бинт абдуллаһ бин һамед албусәидәгә тәқдим қилди.

баш әлчи айшә сөзән услуәр твиттерда учур һәмбәһирләп: «һөрмәтлик әминә әрдоғанниң мәктубини умман султаниниң рәпиқиси сәййидә әхәд бинт абдуллаһ бин һамед албусәидәгә тәқдим қилиш вәсилиси билән, бир учришишни әмәлгә ашурғанлиқимдин шәрәп һес қилдим» деди.

мәктуп тәқдим қилинған учришишта, икки дөләт оттурисидики узун тарихқа игә қериндашлиқ мунасивәтлири асасида, маарип вә мәдәнийәт қатарлиқ өзара һәмкарлиқ мәсилилириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

мәзкур мәктуп умман таратқулиридин кәң орун алди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر