түркийә армийәси зәйтун шехи һәрбий һәрикити районида террорчиларға зәрбә бәрди

сүрийәдики зәйтун шехи һәрикити райониға һуҗум қилишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқи ениқланған п к к / й п г әзаси икки террорчи бир тәрәп қилинди.

1617136
түркийә армийәси зәйтун шехи һәрбий һәрикити районида террорчиларға зәрбә бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи твиттердики адреси арқилиқ байанат берип: «шеһитлиримизниң қенини йәргә қоймидуқ, қоймаймиз! зәйтун шехи һәрикәт райониға һуҗум қиливатқан терорлуқ нишанлирини байқаш вә йоқитиш һәрикитимиз давамлашмақта. һуҗумға тәййарлиқ қиливатқанлиқи ениқланған йәнә икки террорчи командир җәңчилиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди» дегәнләрни қәйт қилди.

дөләт мудапиә министирлиқи, зәйтун шехи һәрбий һәрикити районида түнүгүн йүз бәргән террорлуқ һуҗумида икки әскәрниң шеһит болғанлиқини, қайтурма зәрбә бериш һәрикити арқилиқ п к к / й п г әзаси үч террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини уқтурғаниди.

шундақ қилип, бу вәқә даирисидә бир тәрәп қилинған террорчилар омумий сани бәшкә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر