әрдоған йавропа иттипақи һәйитини қобул қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йавропа иттипақи кеңишиниң башлиқи чарлиз мишел билән йавропа иттипақи комитетиниң башлиқи урсула вондерлийиен (Ursula von der Leyen) ни һузурида қобул қилди.

1615885
әрдоған йавропа иттипақи һәйитини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси рәҗәп таййип әрдоғанниң йавропа иттипақи һәйитини қобул қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта қәйт қилинишичә, көрүшүштә, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири барлиқ тәрәплири билән көздин кәчүрүлидикән. 2016-йили 18-март имзаланған көч вә мусапирлар келишиминиң йеңилиниши, визини әмәлдин қалдуруш, 25 йилни арқида қалдурған таможна иттипақи келишимини йеңлаш қатарлиқлар күнтәртипкә қойулидикән.

йавропа иттипақи билән болған һәмкарлиқниң, әза болуш нуқтиийнәзири асасида иҗабий күнтәртип рамкисида тәрәққий қилдурулуши үчүн бесилидиған қәдәмләр муһакимә қилинидикән. буниңдин башқа, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидиму өзара пикир алмаштурулидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر