қалин п к к / й п г ниң йашларни мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, п к к / й п г ниң йашларни мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди.

1614122
қалин п к к / й п г ниң йашларни мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң сүрийәниң һасәкә вилайитидә бир ай ичидә 2700 йашни тутуп кетип мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди.

ибраһим қалин тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң март ейи ичидә 2700 йашни тутуп кетип мәҗбурий қоралландурғанлиқини әскәртип: «ғәрбниң сүрийәдә п к к ни ғайивийләштүрүши вә романтиклаштуруши йәтти. қоллиғучилири бир нәрсә дәмду? еһтимал йәнә бир нәрсә демәйду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر