әрдоған партийәсиниң қурултийида муһим сөз қилди
җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған, 21 – әсир вә униңдин һалқиған җәрйанларни өз ичигә алидиған шәкилдә чоң вә күчлүк түркийә бәрпа қуруп чиққанлиқлирини ейтти.
1607603

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, партийәсиниң әнқәрәдә өткүзүлгән чоң қурултийида сөз қилип, түркийәни алди билән (җумһурийәт қурулғанлиқиниң 100 - йили болған) 2023- йиллиқ нишаниға, андин 2053- йиллиқ нишаниға (милләтчи һәрикәт партийәиси билән бирликтә қурған) җумһур иттипақи билән бирликтә йәткүзидиғанлиқини билдүрди.