русийә баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

русийәниң әнқәрәдики баш әлчиси алексей йерхов (Aleksey Yerkhov) түнүгүн (2021-йили 22-март) түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

1606938
русийә баш әлчиси ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи русийә баш әлчисиниң министирлиққа чақирилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта мундақ дейилди:

«түнүгүн русийәниң баш әлчиси министирлиқимизға чақирилди. көрүшүштә, сүрийәдики һуҗумлар музакирә қилинди. қайғу вә әндишәлиримиз йәткүзүлди. дохтурхана һуҗуми алаһидә тәкитләнди. армийә органлиримизму охшаш қайғу-әндишәләрни русийәниң мунасивәтлик органлириға йәткүзди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر