сойлу: гиретсийә көчмәнләрни өлүм гирдабиға иттирди

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлириниң йәттә нәпәр көчмәнни өлүм гирдабиға иттиргәнликини билдүрди.

1604612
сойлу: гиретсийә көчмәнләрни өлүм гирдабиға иттирди

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ички ишлар министири сүләйман сойлу, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлириниң йәттә нәпәр көчмәнни қоллириға пластик кәләпчә билән бағлап кемисиз, қоғдиниш кийимисизла деңизда өлүм гирдабиға иттиргәнликини билдүрди.

спутниң хәвиригә қариғанда, министир сойлу иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири бүгүн кечә йәттә нәпәр көчмәнни уруп, нәрсә – керәклирини тартивелип, қоллириға пластик кәләпчә селип кемисиз, қоғдиниш кийимисизла деңизға, өлүм гирдабиға иттирди. деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлиримиз (түркийә вақти) саәт 2 дин 55 минут өткәндә икки көчмәнни тирик қутқузувалди, бириниң җәситини сүзүвалди. йоқап кәткән көчмәнләрни издәш хизмәтлири давамлашмақта» дегәнләрни қәйт қилған.

министир сүләйман сойлу, түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири көчмәнләрни қутқузуватқан ләһзиләргә даир көрүнүшләрниму ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر