әрдоған: «чанаққәлә зәпири» қәһриман әҗдадлиримиз йазған шанлиқ дастандур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «чанаққәлә зәпири» ниң анадолудики түркләрниң мәвҗудийитигә вә муқәддәс қиммәт өлчәмлиригә дүшмән болғанларға қарши қәһриман әҗдадлар йазған шанлиқ бир дастан икәнликини ейтти.

1603580
әрдоған: «чанаққәлә зәпири» қәһриман әҗдадлиримиз йазған шанлиқ дастандур

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, «<чанаққәлә зәпири> ниң 106 – йиллиқи» мунасивити билән елан қилған байанатида, «чанаққәлә зәпири» ниң түрк миллитиниң дүшмәнлиригә қарши йазған шанлиқ бир дастан икәнликини тәкитләп мундақ деди: «дөлитимиз үстидә ойналмақчи болған суйиқәстлик ойунларни тармар қилип, миллитимизниң мәвҗудийитини омумйүзлүк күрәш арқилиқ қоғдаймиз, әң мушәққәтлик мәзгилләрдиму дүшмәнлирини мәғлуп қилалиған түрк миллити, бирлик вә баравәрликини қоғдаш үчүн охшаш идракни чиқиш нуқта қилип, зөрүр тепилғанда, җенини пида қилишқа тәййардур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر