түркийәниң әрбилдики консулханиси һәләбчә қәтлиами тоғрисида телеграмма тарқатти

түркийәниң әрбилдики консулханиси, ирақниң һәләбчә шәһириниң 1988 – йили 16 – мартта химийәлик қораллар билән бомбардиман қилинишиниң 33 йиллиқи мунасивити билән телеграмма тарқатти.

1602154
түркийәниң әрбилдики консулханиси һәләбчә қәтлиами тоғрисида телеграмма тарқатти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң әрбилдики консулханисиниң тивиттердики адресиға чиқирилған телеграммида, саддам һакимийитиниң 1988 – йили 16 – марттики һәләбчәгә қилған химийәлик қорал һуҗумида миңларчә пуқраниң рәһимсизләрчә қәтл қилинишиниң тарих бойичә бир қара дағ сүпитидә әслинидиғанлиқи әскәртилди.

телеграммида: «бу инсан қелипидин чиққан һуҗумдин қечип, панаһлиқ тилигән корд қериндашлириға игә ишиклирини ачқан түркийә, бу еғир азабни һазирму ортақлишиду. һәләбчә қәтлиамида җенидин айрилғанларға аллаһтин меһир – шәпқәт тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر