түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә 27 адәмниң қаза қилишини кәлтүрүп чиқарған еғир қатнаш вәқәси мунасивити билән һиндонезийәгә тәзийә билдүрди.

1599813
түркийә һиндонезийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «һиндонезийәниң ғәрбий җава районида бүгүн (түнүгүн) йүз бәргән аптобус вәқәсидә оқуғучилар, ата - анилар вә оқутқучиларни өз ичигә алған кәм дегәндә 27 адәмниң қаза қилғанлиқи вә 40 кишиниң йариланғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тепилди» деди.

байанатта, қатнаш вәқәсидә һайатидин айрилғанларға аллаһтин рәһим – шәпқәт, йариланғанларға тез шипалиқ тиләнди, дост вә қериндаш һиндонезийә хәлқи билән қазада һайатидин айрилғанларниң аилә – тавабиатлири вә туғқанлириға тәзийә билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر