чавушоғлу өзбекистан дипломатийә министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу өзбекистан дипломатийә министири абдуләзиз камилов билән көрүшти.

1597610
чавушоғлу өзбекистан дипломатийә министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистанниң пайтәхти ташкәнттә икки дөләтниң ташқи ишлар министирлиқлири һәйәтлири ара  учришишларда, түркийә – өзбекистан истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши мәсилиси һәққидә музакирә елип берилди.

чавушоғлу, һәйәтләр ара учришишлар һарписида бәргән байанатида, ташкәнткә йетип бериштин бурун, зийаритиниң мәдәнийәт бөлүмидә һивә вә сәмәрқәндни зийарәт қилип, түркийәниң сәмәрқәнд баш консулханисиниң ечилишини ишқа ашурғанлиқлирини әскәртти, һәмдә бу зийарәтләр әснасида өзлирини йалғуз ташлап қоймиған камиловға миннәтдарлиқ билдүрди.

бүгүн, ортақ истиратегийәлик пилан түзүш гурупписи йиғини ачидиғанлиқлирини ейтқан чавушоғлу, мундақ дәп көрсәтти: «истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши иккичи қетимлиқ йиғини үчүн тәййарлиқ хизмәтлирини ишләшкә башлиған бир пәйттә, биринчи нөвәтлик башлиқлар йиғинида мақулланған қарарлар вә биз имзалиған келишимләрниң иҗра қилиниш әһвалиниңму көзәткүчиси болимиз, түрк кеңиши, афғанистан вә башқа районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму музакирә елип баримиз.»

өзбекистан дипломатийә министири абдуләзиз камилов, икки дөләт оттурисидики истиратегийәлик һәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүшни нишан қиливатқанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, чавушоғлуниң, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев тәрипидин қобул қилинидиғанлиқини, арқидин, өзбекистан муавин баш министири, селинмилар вә ташқи сода ишлири министири сәрдар умурзақов билән бир йәргә җәм болидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر