дөләт мудапиә министирлиқи «‹мави вәтән› һәрбий маневирлири» ға даир көрүнүшләрни һәмбәһирлиди
түркийә дөләт мудапиә министирлиқи әгә деңизи вә ақдеңизда давамлишиватқан «‹2021 – йиллиқ мави вәтән› һәрбий маневирлири» ға алақидар йеңи көрүнүшләрни һәмбәһирлиди.
1595145

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: ««бизниң деңиз армийәмиз полат қәлә болуп, деңизларда чақмақ тезликидә һәрикәт қилип, нишанға әҗәллик зәрбә бериш иқтидариға игә, қарадеңиз, ақдеңиз, әгә деңизи бизгә нисбәтән мави вәтәндур, 2021 – йили, 25 – феврал күни башланған ‹мави вәтән› һәрбий маневирлири мувәппәқийәтлик давамлашмақта.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийәдә бүгүн 297 йуқумланғучи қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин 297 киши җенидин айрилди.