әрдоған османли шаһзадиси абдулкәрим дондар османоғлу үчүн аилисигә тәзийә билдүрди

султан иккинчи абдулһәмид ханниң  4-әвлад нәвриси, шаһзадә абдулкәрим дондар османоғлу, сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқтә вапат болди.

1592104
әрдоған османли шаһзадиси абдулкәрим дондар османоғлу үчүн аилисигә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шаһзадә абдулкәрим дондар османоғлу үчүн униң акиси османли хандани рәиси һарун османоғлуға телефон қилип, тәзийә теләклирини билдүрди.

һарун османоғлуму җумһур рәис әрдоғанға рәһмәт ейтти вә әрдоғанға даим дуа қилип келиватқанлиқини ейтти.

сөһбәттә түркийә радийо-телевизийә идариси т р т 1 қанилида тарқитиливатқан  «пайтәхт абдулһәмид» намлиқ көп қисимлиқ телевизийә тийатири һәққидиму тохталған һарун османоғлу, бу йүрүшлүк филимни көргәнликини ейтти.

җумһур рәис әрдоған йәнә, һарун османоғлуниң айали фаризәт османоғлу вә қизи нурхан османоғлу биләнму көрүшти.

уларму  26-феврал күни 67 йашқа киргән җумһур рәис әрдоғанниң туғулған күнини тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر