әрдоған «хоҗали қәтлиами» мунасивити билән байанат елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған «хоҗали қәтлиами» мунасивити билән елан қилған байанатида, әзәрбәйҗанниң һәққаний күришини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини ейтти.

1591255
әрдоған «хоҗали қәтлиами» мунасивити билән байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, «хоҗали қәтлиами» ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида, мундақ деди: «буниңдин 29 йил бурун хоҗалида вәһшиләрчә қәтл қилинған әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримизни йад етимән, йиллар өтүп кәткән болсиму, лекин, азаб – оқубәтлири, қайғу – һәсрәтлири вә дәрд – әләмлири мәңгү есимиздин чиқмайдиған, пүткүл роһий дунйайимиз тәкрар  әләм деңизиға чөмүп кетидиған <хоҗали қәтлиами> ниң 29 – йиллиқи мунасивити билән, айаллар, балилар, йашанғанлар демәстин рәһимсизләрчә қәтл қилинған 613 әзәрбәйҗанлиқ қериндишимизни йад етимән дост вә қериндаш дөләт әзәрбәйҗан хәлқигә тәзийә билдүримән, биз <бир милләт, икки дөләт> миз, түркийә дөлити болуш сүпитимиз билән, һәққаний күришидә әзәрбәйҗанни қоллашни давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر