фаһрәттин коҗа мейер ландрут билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) сәһийә министири фаһрәттин коҗа, йавропа иттипақи түркийә һәйити башлиқи баш әлчи николаус мейер ландрут билән көрүшти.

1591364
фаһрәттин коҗа  мейер ландрут билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир фаһрәттин коҗа тивиттердики адресида учур һәмбәһриләп, мейер ланрут билән сәһийә министирлиқида өткүзүлгән учришишида, вухән вируси (ковид – 19) ға қарши күрәш тоғрисида сөзләшкәнликини билдүрди.

министир коҗа учурида: «йавропа иттипақи билән һәмкарлашқан асаста ишқа ашуруватқан түрләр вә йеңи һәмкарлиқ пурсәтлири тоғрисида кеңәштуқ. бизни зийарәт қилғанлиқи үчүн униңға рәһмәт ейтимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر