түркийә сомалидики өзгиришләрдин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә сомалида сайлам мусаписиға мунасивәтлик ихтилаплар сәвәб болған өзгиришләрдин әндишә қиливатқанлиқини елан қилди.

1588094
түркийә сомалидики өзгиришләрдин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи сомалидики сайлам мусаписи тоғрисида байанат елан қилди. байанатта мундақ дейилди:

«сомалида йеқинқи күнләрдә сайлам мусаписиға мунасивәтлик ихтилаплар сәвәб болған сәлбий өзгиришләрдин әндишә қиливатимиз.»

байанатта, барлиқ тәрәпләргә зораванлиққа сәвәб болидиған һәрикәтләрдин йирақ туруп, салмақлиқ билән һәрикәт қилиш чақириқ қилинди.

байанатта: «федератсийә һөкүмити билән районлуқ һөкүмәт рәһбәрлириниң бир йәргә җәм болуп, 2020-йили 17-сентәбирдә һасил қилинған келишим асасида һәммини өз ичигә алидиған вә иҗабий дийалог арқилиқ ихтилапларни һәл қилиши муһим әһмийәткә игә» дейилди.

түркийәниң дост вә қериндаш дөләт сомали хәлқиниң өзиниң келәчикини бәлгиләш ирадисигә вә сийасий җәһәттин йетилгәнликигә болған ишәнчи тәкитләнгән байанатта: «бир рамкида, өзара чүшиниш һасил қилиш асасида сайлам мусаписи мәсилисидә көп кечикмәстин пикир бирлики һасил қилинишини үмид қилимиз» дейилди.

сомалида өктичи пирезидент намзатлири хәлқни пирезидент муһәммәд абдуллаһ фәрмаҗуниң 2021-йили 8-февралда вәзипә өтәш муддити тошқан болушиға қаримай тәхттә олтурушиға қарши намайиш қилиш үчүн мәйданларға чақирған иди.

өктичиләр намайишқа тәййарлиниватқан пәйтләрдә, һөкүмәтниң вухән вируси (Kovid-19) ға мунасивәтлик вәқәләрниң көпийиватқанлиқини сәвәб қилип, 17-феврал (2021) барлиқ йиғин вә паалийәтләрниң өткүзүлүшини чәкләп, йирикчиликләрни техиму күчәйтивәткән иди.

түнүгүн (2021-йили 21-феврал) пайтәхт муқдишуда һөкүмәт әмәлдарлириниң аптомобиллирини нишан қилған бомба һуҗумида, икки киши җенидин айрилип, нурғун киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر