«бүркүт пәнчиси-2» һәрикитидә террорчилар тутуп кәткән 13 пуқрайимизниң җәсити тепилди

хулуси ақар«интайин алаһидә вә һалқилиқ һәрикәт» дәп тәриплигән  «бүркүт пәнчиси-2» һәрикитидә 48 террорчиниң уҗуқтурулғанлиқини, 2 террорчиниң тирик қолға чүшүрүлгәнликини вә район асасән дегүдәк террорлуқ тәшкилатлиридин тазиланғанлиқини билдүрди.

1583076
«бүркүт пәнчиси-2» һәрикитидә террорчилар тутуп кәткән 13 пуқрайимизниң җәсити тепилди
kartal pencesi.jpg
MSB Pençe-Kartal Operasyonu.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири хулуси ақар һәмраһлиқидики армийә баш иштаб башлиқи генерал йашар гүләр, қуруқлуқ армийә қомандани генерал умит дүндар, деңиз армийә қомандани адмирал аднан өзбал вә һава армийә қомандани генерал һәсән кучукақйуз  билән ирақниң шималида, гара районидики террорлуқ нишанлириға қарита елип берилған «бүркүт пәнчиси-2» һәрикитиниң чегра линйәсидики қоманданлиқ мәркизини зийарәт қилди.

хулуси ақар пүтүн күн һәрикәтни қоманданлиқ мәркизидин тәқип қилди вә һәрикәткә алақидар мәлуматларни елиш билән биргә бәзи йолйоруқларни бәрди.

хулуси ақар «бүркүт пәнчиси-2» һәрикитиниң әң йеңи әһвали һәққидә байанат берип, «п к к/ к җ к вә башқа террорлуқ унсурлирини уҗуқтуруш, чегра бихәтәрликигә капаләтлик қилиш илгири бихәтәрлик сәвәбидин ашкариланмиған вә террорчилар тәрипидин тутуп кетилгән пуқралиримиз тоғрисидики истихбаратларни дәлилләп, керәклик мудахилидә болуш мәқситидә хәлқара қанундин кәлгән қанунлуқ мудапиә һоқуқимизға мас һалда, ирақниң шималидики гара районида 2021-йили 10 – февралда  <бүркүт пәнчиси-2>  намлиқ һәрбий һәрикитимиз башланди. террорчиларға тәвә панаһҗай, оқ - дора искилатлири вә аталмиш қоманданлиқ базилири қатарлиқ тәхминән 50 дин артуқ нишан биринчи қәдәмдила һава һәрикити арқилиқ мувәппәқийәтлик битчит қилип ташланди» деди.

хулуси ақар бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң пәскәшләрчә һуҗумида 13 пуқраниң шеһит болғанлиқиниму әскәртип: «қаттиқ тоқунуштин кейин контроллуқини алқинимизға алған өңкүрләрдики ахтурушта, террорчилар тәрипидин тутуп кетилгән 13 пуқрайимизниң җәсити тепилди. биринчи қетимлиқ тәкшүрүштә, бигунаһ вә қоралсиз пуқралиримиздин бириниң мүрисидин, қалған 12 пуқрайимизниң бешидин етип өлтүрүлгәнлики ениқланди» деди.

министир хулуси ақар:  «пәвқуладдә алаһидә вә һалқилиқ һәрикәт елип берилди. һәқиқәтән бәкму муһим һәрикәт елип берилди. бу һәрикәт арқилиқ районни панаһ тутқан вә қайтидин тәшкилинишкә урунуп,  чегралиримизға, бихәтәрлик қисимлиримиз вә хәлқимизгә һуҗум қилиш һазирлиқида болуватқан барлиқ унсурларға еғир зәрбә берилди. 50 дин артуқ террорчиниң уҗуқтурулғанлиқи һәққидики мәлумат билән биргә, истихбарат органлиримизниңму нәтиҗилик хизмәтлири һәққидә хәвәрләр кәлмәктә» деди.

хулуси ақар һәрикәтниң тамамланғанлиқини билдүрүп, «қуруқлуқ вә һава армийә қисимлиримиз газармиға бихәтәр қайтти» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر