ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

ирақта «пәнҗә қартал – 2 һәрбий һәрикити» давамида 2 әскәр шеһит болди.

1581295
ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта билдүрүшичә, ирақниң шималидики гара районида ишқа кириштүрүлгән «пәнҗә қартал – 2 һәрбий һәрикити» давамида, террорчилар билән түркийә қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта 2 әскәр шеһит болған, 4 әскәр йариланған, йариланған әскәрләр дәрһал дохтурханиға әвәтилгән, районда ениқлап чиқилған нишанлар һава һуҗуми арқилиқ йәр билән йәксан қиливетилгән, террорлуқ тәшкилатиниң бу райондики мәвҗудийитигә еғир  зәрбә берилгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر