хулуси ақар судан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

дөләт мудапиә министири хулуси ақар пайтәхт әнқәрәдә зийарәттә болуватқан судан дөләт мудапиә министири йасин ибраһим йасин билән көрүшти.

1580607
хулуси ақар судан дөләт мудапиә министири билән көрүшти

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған йазма байанатқа асасланғанда, хулуси ақар суданлиқ мәнсәпдишини министирлиқта һәрбий мурасим билән қарши алған.

айрим сөһбәттин кейин, министир ақар билән йасин һәйәтләр ара сөһбәткә рийасәтчилик қилған.

учришишта, өзара вә район характирлиқ мунасивәтләр, бихәтәрлик вә мудапиә санаити саһәсидики һәмкарлиқлар музакирә қилинған.

хулуси ақар түркийә билән судан оттурисидики узун тарихқа игә достлуқ вә қериндашлиқ мунасивитини алаһидә тәкитлигән.

музакириләрдә, түркийәниң суданни қоллашни давамлаштуридиғанлиқи, судан билән мудапиә санаити һәмкарлиқидин башқа йәнә, һәрбий маарип һәмкарлиқиниму техиму бәк илгирләйдиған шәкилдә давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر