әрдоған: хәлқимизниң хизмәткари икәнликимизни дөлитимизни тәрәққий қилдуруш арқилиқ көрситимиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «хәлқимизниң хизмәткари икәнликимизни дөлитимизни техиму тәрәққий қилдуруш, техиму күчәйтиш арқилиқ намайан қилимиз» деди.

1579463
әрдоған: хәлқимизниң хизмәткари икәнликимизни дөлитимизни тәрәққий қилдуруш арқилиқ көрситимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған партийәсиниң байбурт, гирәсун, нигдә вә золгулдақ вилайәтлириниң 7 – нөвәтлик вилайәтлик қурултайлириға син көрүнүшлүк иштирак қилди.

«йуқум җәрйанида дунйада йүз бәргән ишлар, бизниң дөлитимизни игә қилған йеқинқи 18 йиллиқ хизмитимизниң бизни иҗабий йөнилиштә әвзәлликкә игә қилғанлиқини көрсәтти» дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп: «давамлиқ оттуриға қойуп келиватқинимиздәк, һазирғичә немә ишларни қилған болсақ, уни хәлқимиз билән бирликтә қилдуқ. қандақ утуқни қолға кәлтүргән болсақ, хәлқимиз билән бирликтә қолға кәлтүрдуқ. түркийәни 2023 – йиллиқ нишанлириға йәткүзүшни, 2053 – йиллиқ пиланлири билән учраштурушниму хәлқимиз билән бирликтә әмәлгә ашуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

җумһур рәис әрдоған: «террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәштин тартип чегралиримизниң  бихәтәрликини қоғдашқичә, һәтта барлиқ езилгүчиләргә қол узартишқичә болған қәтий сийасәтләр арқилиқ дөлитимизниң инавитини йуқири көтүргәнликимиз үчүн хушалмиз» деди.

у йәнә қарадеңиздики бурғилаш хизмәтлири һәққидә тохтилип: «биз нөвәттә қарадеңизда тәбиий газға ериштуқму? фатиһ арқилиқ ериштуқ. әмди иншааллаһ қануний (намлиқ парахотимиз) билән еришимиз. бурғилаш хизмәтлиримиз давамлишиватиду. техиму пәрқлиқ бир орунға игә болимиз. әмди деңизниң тегидә бурғилаш хизмәтлиримизни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر