ақар будапештта зийарәттә болмақта

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулуси ақар венгирийәниң пайтәхти будапештта зийарәттә болмақта.

1576418
ақар будапештта зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: германийәдики дөләт ишлири зийаритини ахирлаштуруп түнүгүн венгирийәгә йетип барған министир ақар, айродурумда мәнсәпдиши тибор бенко тәрипидин күтүвелинди.

алди билән будапешттики түрк шеһитләр қәбристанлиқини зийарәт қилған ақар, у йәрдики хатириләш мурасимида бенко билән бирликтә биринчи дунйа уруши галисийә фиронти шеһитлириға атап хатирә мунариға гүлчәмбирәк қойди вә қәбриләргә гүл қойди.

ақар йәнә бенко билән бирликтә гүл баба қәбриси вә мәдәнийәт мәркизиниму зийарәт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر