әрдоған: түркийә қатнаш вәқәлиридә өлүм нисбитини % 50 азайтиш нишаниға йәткән дөләт

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң дунйа бойичә қатнаш вәқәлиридә өлүм нисбитини % 50 азайтиш нишаниға йетәлигән икки дөләттин бири икәнликини ейтти.

1575958
әрдоған: түркийә қатнаш вәқәлиридә өлүм нисбитини % 50 азайтиш нишаниға йәткән дөләт

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, бәштәпә сарийи милләт қурултийи вә мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән «2021 – 2030 – йиллиқ дөләтлик таш йол қатниши бихәтәрлики истиратегийәси һөҗҗити вә һәрикәт пилани, қатнаш медийаси сималирини тонуштуруш вә қатнаш медийаси мукапатлаш мурасими» да қилған сөзидә, бу дөләттә йашаватқан һәммә кишиниң қатнаш бихәтәрлики һәққидә ишлиниватқан хизмәтләрни қоллишиниң шәрт икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң дунйа бойичә қатнаш вәқәлиридә өлүм нисбитини % 50 азайтиш нишаниға йетәлигән икки дөләттин бири икәнликини тәкитләп мундақ деди: «көңлимизниң тәскин тепиши вә роһий дунйамизниң шад – хурамлиққа тоуши үчүн, биз көрүшкә тигишлик рәқәм, өлүм нисбитиниң нөл болуши, дәрд – әләмниң һеч болмаслиқидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر