түркийәниң вашингтон баш әлчиси байдинни тәбриклиди

түркийәниң вашингтонда турушлуқ баш әлчиси сәрдар қилич америка қошма иштатлириниң 46 – пирезиденти сүпитидә қәсәм ичкән җо байдинни тәбриклиди.

1568097
түркийәниң вашингтон баш әлчиси байдинни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: сәрдар қилич, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, түнүгүн қәсәм ичкәндин кейин вәзипә өтәшкә башлиған америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин вә муавин пирезиденти камала һаррисни тәбрикләп мундақ деди: «америка қошма иштатлириниң йеңи һөкүмити районлуқ вә хәлқаралиқ тинчлиқ һәм бихәтәрликни қоғдаш йолида техиму йахши хизмәт ишләш үчүн йеңи иттипақдашлиқ мунасивәтлирини орнитиватқан бир пәйттә, вашингтонниң узақ мәзгиллик иттипақдашлири билән болған мунасивәтлирини күчәйтиштә әқил-парасәткә тайинишини үмид қилимән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر