түркийә ирақта йүз бәргән еғир террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә ирақниң пайтәхти бағдадта мәйданға кәлгән террорлуқ һуҗумини әң күчлүк әйиблиди вә әнқәрәниң ирақниң йенида икәнликини тәкитлиди.

1568387
түркийә ирақта йүз бәргән еғир террорлуқ һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, бағдадтики бир базарда мәйданға кәлгән адәм бомба һуҗумида көп санда адәмниң қаза қилғанлиқи вә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин әпсуслиниш ичидә хәвәр тепилғанлиқини билдүрди.

хаинларчә қилинған һуҗумда қаза қилғанларға аллаһтин рәһмәт тиләнгән байанатта, қериндаш ирақ хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүрүлди.

байанатта йәнә: «биз бу қәбиһ террорлуқ һуҗумини әң күчлүк ипадиләр билән әйибләймиз. бу мунасивәт билән, биз достимиз вә қошнимиз ирақниң террорлуққа қарши туруш күришидә униң билән бир сәптә туридиғанлиқимизни йәнә бир қетим тәкитләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

бүгүн бағдадниң мәркизидә йүз бәргән адәм бомба һуҗумида 28 кишиниң қаза қилғанлиқи, 73 кишиниң йариланғанлиқи уқтурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر