чавушоғлу бирйусселда йавропа рәһбәрлири билән көрүшиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу 20-22-йанвар (2021) күнлири арисида белгийә пайтәхти бирйусселни зийарәт қилиду.

1566809
чавушоғлу бирйусселда йавропа рәһбәрлири билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи мәвлүт чавушоғлуниң бирйусселда бир қатар муһим учришишларни өткүзидиғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, мәвлүт чавушоғлуниң бирйуссел зийаритидә, йавропа иттипақи кеңиши, йавропа иттипақи комитетиниң йуқири дәриҗилик әмәлдарлири вә йавропа парламентиниң бәзи әзалири билән көрүшидиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатида: «ташқи ишлар министири белгийә муавин баш министири, ташқи ишлар министири, йавропа ишлириға мәсул ташқи сода ва федератсийә мәдәнийәт идарлири министири софи вилмес (Sophie Wilmes), нато баш катипи столтенберг қатарлиқлар билән көрүшүп, икки тәрәп вә көп тәрәплик мунасивәтләрни музакирә қилиду» дейилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлириниң барлиқ амиллири вә түркийәниң йавропа иттипақиға әзалиқ мусаписи, районлуқ вә хәлқаралиқ йеңи темиларниң музакирә қилиниши пилан қилинған бирйуссел учришишлирида, түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлиридә иҗабий күнтәртипләр арқилиқ илгириләш һасил қилишқа мунасивәтлик үмидимиз оттуриға қойулиду» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر